русийә армийәсиниң уруштики талапәтлиригә мунасивәтлик йеңи мәлуматлар

украинаға қарши уруш башлиған русийә армийәси 18 миң 900 әскири, 150 айропилани, 135 тик учари вә 698 танкисидин айрилип қалди.

1808915
русийә армийәсиниң уруштики талапәтлиригә мунасивәтлик йеңи мәлуматлар

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң 24-февралдин (2022) 7-апрелғичә тартқан талапәтлири тоғрисида санлиқ мәлуматларни елан қилди.

мәлуматларда көрситилишичә, русийә армийәсиниң 18 миң 900 әскири өлгән болуп, буниңдин башқа 150 айропилан, 135 тик учар, 698 танка, 1891 биронивик, 332 зәмбирәк, 108 ракета атар системиси вә 55 һава қоғдиниш системиси пачақлап ташланған.

украина армийә қоманданлиқ иштаби йәнә, русийә армийәсиниң донетск вә луханск районлири билән марийупол шәһирини толуқ контроллуқ астиға елиш үчүн, шәрқтә һуҗумға өтүшкә тәййарлиқ қиливатқанлиқини уқтурди.

бу һәқтики байанатта, 6-апрелда (2022) русийә армийәсиниң алтә туралғу райониға қилған һуҗуминиң мәғлуб болғанлиқи, украина армийәсиниң херсон районидики осокаровка туралғу райониниң контроллуқини қайтурувалғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر