кувәйттә һөкүмәт истепа бәрди

кувәйт баш министири шәйх сабаһ халид әл һамид байан сарийида истепанәмәсини сунди.

1807553
кувәйттә һөкүмәт истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйтниң рәсмий хәвәр агентлиқи «KUNA» ниң хәвәр қилишичә, тәхт вариси шаһзадә шәйх мәшәл әл әһмәд әл-җабир әл сабаһ һавали вилайитидики байан сарийида баш министир шәйх сабаһ халид әл һамидни қобул қилған.

баш министир һамед учришишта, тәхт вариси шаһзадәгә кабинетниң истепанамәсини сунған.

хәвәрдә һөкүмәтниң истепа беришиниң сәвәби һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

лекин, баш министир һәмдниң парламентта өзигә қойулған соалдин бир һәптә кейин истепа бәргәнлики диққәтләрни тартти. буниңдин башқа йәнә кувәйт мәҗлисидә һамид һөкүмити билән һәмкарлашмаслиқ тәлипигә асасән беләт ташлаш елип берилиши мөлчәрләнмәктә.

кувәйт баш министири һамид һәққидики «асасий қанунға хилап ишларни қилиш вә қанун чиқириш органлири билән һәмкарлашмаслиқ» қатарлиқ әйибәшләрдин кейин, парламентта униңға соал ташланған иди.

кувәйттә 2020-йили нойабирда өткүзүлгән чоң сайламдин кейин, 2020-йили 12-айниң 14-күни сабаһ халид һамидниң рәһбәрликидә қурулған һөкүмәт  бир ай өтмәйла 2021-йили 12-йанварда истепа бәргән иди.

кувәйтниң рәсмий хәвәр агентлиқи «KUNA»  кабинет әзалириниң парламент билән һөкүмәт оттурисидики мунасивәткә вә дөләт мәнпәәтигә мас һалда истепа бәргәнликини хәвәр қилған иди.

2021-йили мартта қәсәм берип вәзипә башлиған баш министир һамид 2021-йили нойабирда истепа бәргәндин кейин, 28-декабирда һазирқи йеңи кабинетни қуруп чиққан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر