украина 17 миң 300 русийә әскириниң йоқитилғанлиқини илгири сүрди

украинаға қарши 24-феврал (2022) уруш башлиған русийә армийәсиниң 17 миң 300 әскири, 131 айропилани, 131 тик учари вә 605 танкиси йоқитилған.

1804323
украина 17 миң 300 русийә әскириниң йоқитилғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң 24-февралдин 30-мартқичә болған арилиқта тартқан зийанлириға мунасивәтлик мәлуматларни елан қилди.

украина армийә қоманданлиқ иштабиниң мәлуматлириға асасланғанда, русийә армийәсиниң 17 миң 300 әскири өлтүрүлгән болуп, буниңдин башқа, 131 айропилан, 131 тик учар, 605 танка, 1723 биронивик, 305 зәмбирәк, 96 ракета атар системиси, 54 һава қоғдиниш системиси, 1184 һәрбий аптомобил, йәттә данә кичик типтики парахот, 75 йеқилғу аптомобили вә 81 данә учқучисиз һава аппарати пачақлап ташланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر