әсиргә чүшкән рус әскәрлири украинаға һуҗум қилиш җәрйанини ашкарилиди

украинада уруш җәрйанида әсир елинған вә русийә һәрбий истихбарат оргинида вәзипә өтәйдиғанлиқи ениқланған офитсерлар, пайтәхт кийевда өткүзүлгән ахбарат йиғинида, байанат елан қилди.

1793050
әсиргә чүшкән рус әскәрлири украинаға һуҗум қилиш җәрйанини ашкарилиди

түркийә авази радийоси хәвири: украинада уруш җәрйанида әсир елинған вә русийә һәрбий истихбарат оргинида вәзипә өтәйдиғанлиқи ениқланған офитсерлар, пайтәхт кийевда өткүзүлгән ахбарат йиғинида, байанат елан қилди.

интерфакс украина хәвәр агентлиқида өткүзүлгән йиғинда, украинаниң чернигив районида әсиргә чүшкән русийә армийәсиниң 15-александровский биригадисиға қарашлиқ һәрбий истихбарат бөлүминиң йәттә офитсери сөз қилди.

нурғун йәрлик вә чәт әллик мухбирлар қатнашқан йиғинда, әсир елинған русийә әскәрлири украинаға келиш җәрйанини байан қилди.

офитсер сергей галкин 2013-йилдин тартип тохтамлиқ әскәр болғанлиқини, беларусийәдә бирләшмә маневирға қатнишиш үчүн 1-феврал пойиз билән брйанскайа иштатиға кәлгәнликлирини вә у йәрдә орманлиқта қурулған лагерда турғанлиқлирини қәйт қилди.

у тәхминән үч күн лагерда турғандин кейин, украинаға һуҗум пиланидин хәвәр тапқанлиқлирини билдүрди.

у: «қоманданимиз владимир путинниң украинаға һуҗум қилиш вә пайтәхт кийевни ишғал қилиш тоғрисидики буйруқини оқуди. телефонлиримиз, кимликлиримиз йиғивелинди. әтиси йолға чиқтуқ» деди.

у украинаниң чернигив иштати чеграсиға йеқинлашқанда аптомобиллириниң патқаққа петип қалғанлиқини әскәртип: «бу җәрйанда район хәлқи билән учришип қалдуқ. аримиздики мәргәнниң оқ чиқириши билән етишиш йүз бәрди. йәрлик хәлқниң қолида нурғун қоралниң барлиқини көрдуқ. бизниң қайтип кетишимизни ейтти. биз шу чағда тәслим болдуқ» деди.

йәнә бир офитсер владимир расказов русийә әскәрлиригә: «қорал ташлаңлар» дәп чақириқ қилди.

у: «путинға хитаб қилмақчимән. уни украинаға қиливатқан һуҗумларни тохтитишқа чақиримән. чүнки биз русийәгә қайтқанда униңға қарши туримиз» деди.

украина армийәси тәрипидин әсир елинған мәзкур русийә офитсерлар турған биригадиниң 2014-йили қиримни ишғал қилишта вә сүрийәдә вәзипә өтигәнлики қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر