столтенберг анталйа дипломатийә мунбириға қатнишиду

нато баш катипи столтенберг әтә (2022-йили 11-март) түркийәгә келиду.

1793254
столтенберг анталйа дипломатийә мунбириға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: нато мәркизи баш катип столтенбергниң әтә түркийәгә келидиғанлиқи елан қилинди.

байанатта билдүрүлишичә, баш катип столтенберг анталйада түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшидикән.

столтенбергниң анталйа дипломатийә мунбиридә сөз қилидиғанлиқи әскәртилди.

хәлқара атом енергийәси идарисиниң башлиқи рафаел марийано гроссиму анталйа дипломатийә мунбириға қатнишиду.

гросси твитетрда байанат елан қилип, анталйада украинадики йадро муәссәсәлириниң бихәтәрликини тез сүрәттә капаләткә игә қилиш мәсилиси бойичә учришишларни өткүзидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر