сергей лавров абдуллаһийан билән телефонлашти

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән украина вәзийити тоғрисида сөзләшти.

1791424
сергей лавров абдуллаһийан билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, лавров билән абдуллаһийанниң телефон сөһбити өткүзүп, австрийәниң пайтәхти вийеннада елип бериливатқан сөһбәтни чөридигә һалда иран йадро келишими тоғрисида пикир алмаштурғанлиқини билдүрди؛ байанатта, «бу келишимниң әслигә кәлтүрүлүшиниң һәр қайси тәрәпләрниң қилчиликму кәмситилмәстин барлиқ саһәләрдә һәмкарлиқни тәрәққий қилдурушта баравәр һоқуққа игә болушини капаләткә игә қилиши керәклики тәкитләнди» дегән ибариләргә орун берилди.

сөһбәт җәрйанида, сүрийә мәсилиси вә украина вәзийити, шундақла  район вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر