йавропа иттипақи аләм риқабитигә қатнишиду

йавропа иттипақи аләм риқабитигә 6 милйард йавролуқ лайиһә билән қатнишидиғанлиқини елан қилди.

1779542
йавропа иттипақи аләм риқабитигә қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа комитетиниң байанатида: «төвән йәр шари орбитаси» сүний һәмраһ системиси түриниң, 2 милйард 400 милйон йавролуқ қисминиң йавропа иттипақи хамчотидин, қалған қисмининиң йавропа иттипақи дөләтлиридин һәл қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

6 милйард йавро қиммитидики бу лайиһәниң,  йавропа иттипақи дөләтлирини дунйада бихәтәр, әрзан вә үнүмлүк сүний һәмраһ телеграф мулазимитини, үзүксиз, узун муддәт тәминләшни мәқсәт қилидиғанлиқи вә бихәтәрлик үчүн зөрүр болған ул-әслиһәләрни қоғдаш һәмдә назарәт қилишқа төһпә қошидиғанлиқи әскәртилди.

әза дөләтләрни қоғдаш.

буниң билән, йавропа иттипақиниң африқа, шималий қутуп қатарлиқ истратегийәлик әһмийәткә игә районлар билән йавропаниң алақисиниң үзүлүп қалмаслиқиға капаләтлик қилғили болиду.

мәзкур лайиһәниң йәнә бир түриниң аләм қатниши башқурушиға қоллинилидиғанлиқи қәйт қилинди.

америка аләм кемиси вә ракета ишләпчиқарғучи спейс екс (SpaceX) ниң қурғучиси елон маск, бу саһәдә әң көзгә көрүнгән мәбләғ салғучи болуп һесаблиниду.

йәнә бир тәрәптин, йавропа иттипақи комитети мудапиә тәтқиқати мудапиә тәтқиқати вә иқтидар қурулуши түрлири үчүн йил ахиридин башлап йавропа мудапиә фондидин 1 милйард 900 милйон доллар аҗритилидиғанлиқини елан қилди.

бу лайиһәләрниң 10-11-март күнлири фирансийидә өткүзүлидиған бирәсмий башлиқлар йиғинида музакирә қилинидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر