сергей лавров билән антони блинкен «бихәтәрлик» мәсилисини музакириләшти

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән «бихәтәрлик» мәсилисини музакирә қилди.

1779340
сергей лавров билән антони блинкен «бихәтәрлик» мәсилисини музакириләшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, америка тәрәпниң тәшәббуси билән лавров вә блинкенниң телефонда сөһбәтләшкәнлики билдүрүлди.

лавров байанатида, русийә пирезиденти владимир путин билән америка пирезиденти җо байдинниң 12-февралдики телефон сөһбитидә келишим һасил қилғанлиқини, америка вә шималий атлантик әһди тәшкилатиға сунулған бихәтәрлик капалити тәклиплири даирисидә, бирләшмә хизмәтни давамлаштурушниң лазимлиқини тәкитлигәнликлирини билдүрди.

лавров вашингтон вә униң иттипақдашлири тәрипидин күчәйтилгән йирик сөзләрни қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитләп, бихәтәрликниң айрилмаслиқ пиринсипини әскәртти вә русийә оттуриға қойған барлиқ мәсилиләр үстидә әқилгә мувапиқ дийалогқа чақириқ қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر