блинкен нато вә фирансийә рәһбәрлири билән көрүшти

америка ташқи ишлар министири антони блинкен нато баш катипи столтенберг вә фирансийә ташқи ишлар министири ле җрийан билән көрүшти.

1776946
блинкен нато вә фирансийә рәһбәрлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс йазма байанат елан қилип, блинкенниң фирансийә ташқи ишлар министири ле җрийан вә нато баш катипи столтенберг билән көрүшкәнликини билдүрди.

у блинкен-столтенберг көрүшүшидә, рәһбәрләрниң американиң иттипақдашлири вә шериклири билән йеқин һәмкарлиқ һәмдә өзара мәслиһәтлишиш вәдилирини тәкрарлиғанлиқини қәйт қилди.

у: «министир блинкен, американиң украинаға қарши һәрбий һуҗум қилинған әһвалда русийәгә тез сүрәттә еғир бәдәл төлитишкә тәййар икәнликини тәкитлиди. блинкен билән баш катип столтенберг русийәни җиддийчиликни пәсәйтиш, өзара әһмийәтлик дийалогларни өткүзүшкә илһамландуруш қатарлиқ дипломатик тиришчанлиқлардин башқа, америка вә иттипақдашлириниң натониң шәрқий қанитини күчәйтиш үчүн қиливатқан һәрбий орунлаштурушларни музакирә қилди» деди.

у министир блинкенниң фирансийә ташқи ишлар министири ле җрийан билән көрүшүши үстидә тохтилип, икки министирниң нато иттипақдашлири, йавропа иттипақи әзалири, G7 әзалири вә башқа шерикләрниң, русийәниң украина чегралирида давамлиқ әскәр топлишиға қарши көрситиватқан ортақ тиришчанлиқлирини музакирә қилғанлиқини қәйт қилди. у бу һәқтә мундақ деди:

«министирлар украинаниң игилик һоқуқини вә земин пүтүнлүкини давамлиқ қоллашниң, русийә украинани техиму көп ишғал қилған әһвалда дучар болидиған еғир иқтисадий бәдәлләрни билдүрүшниң әһмийитини тәкитлиди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر