даеш сүрийә билән ирақта қайтидин күчәймәктә

сүрийә билән ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң 10 миң әзаси барлиқи билдүрүлди.

1776333
даеш сүрийә билән ирақта қайтидин күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: б д т террорлуққа қарши күрәш оргининиң директори владимир воронков б д т хәвпсизлик кеңишигә мәлумат берип, даешниң хәлқаралиқ тинчлиққа вә бихәтәрликкә давамлиқ тәһдит селиватқанлиқини қәйт қилди.

у террорлуқ тәшкилати даеш кәң йоқитишқа учриған болсиму, қайтидин тәшкиллинәлигәнликини вә тоқунуш районлирида һәрикәтлирини көпәйтиватқанлиқини алаһидә әскәртип, сүрийә билән ирақта 6 миңдин 10 миңғичә даешчиниң барлиқини билдүрди.

у террорлуқ тәшкилати даешқа четишлиқ башқа гуруппиларниңму кишини биарам қилидиған сүрәттә давамлиқ тәсир даирисини кеңәйтиватқанлиқини, мәзкур гуруппиларниң, болупму оттура, шәрқий вә ғәрбий африқада тәсирини күчәйтишиниң, африқаниң йәнә бир тәрипидә еғир ақивитиниң болидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

б д т баш доклатида билдүрүлишичә, террорлуқ тәшкилати даешниң 25 милйон доллардин 50 милйон долларғичә кирим мәнбәси бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر