иран йеңи баллистик башқурулидиған бомбисини тонутти

иран «хәйбәршәкән» намлиқ қуруқлуқтин қуруқлуққа қойуп берилидиған 1450 километир мусапилик йеңи баллистик башқурулидиған бомбисини тонуштурди.

1776074
иран йеңи баллистик башқурулидиған бомбисини тонутти

түркийә авази радийоси хәвири: иран дунйаниң чоң дөләтлири билән елип бериватқан йадро сөһбәтлири ахирқи басқучиға қәдәм қойуватқан бир пәйттә, «хәйбәршәкән» намлиқ қуруқлуқтин қуруқлуққа қойуп берилидиған 1450 километир мусапилик йеңи баллистик башқурулидиған бомбисини тонуштурди.

иран дөләт телевизийәси, «хәйбәршәкән» намлиқ узун мусапилик йеңи баллистик башқурулидиған бомбиниң армийә баш иштаб башлиқи биригада генерали бакири вә иран инқилаб муһапизәтчилири һава армийәси қомандани майур генерал әмир әли һаҗизадәниң бир башқурулидиған бомба базисини екскурсийә қилиши әснасида тонутулғанлиқини хәвәр қилди.

алаһидә йуқири һәрикәт қилиш иқтидариға игә қаттиқ йеқилғулуқ мәзкур бомбиниң 1450 километирлиқ мусапигә йетип баралайдиғанлиқи әскәртилди.

баллистик башқурулидиған бомба мәсилисидә америка қошма иштатлирини өз ичигә алған бәзи ғәрб дөләтлири билән чүшинишмәсликләрни баштин кәчүрүватқан теһран даирилири, башқурулидиған бомба пиланиниң сөһбәт темиси қилинишиға йол қоймайдиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر