байдин қатар әмири алсани билән көрүшти

америка пирезиденти байдин билән қатар әмири алсани ақсарайда дунйа енергийә мәнбәлириниң муқимлиқини капаләткә игә қилиш вә афғанистанни өз ичигә алған хәлқаралиқ вә районлуқ мәсилиләрни музакирә қилди.

1771328
байдин қатар әмири алсани билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин билән қатар әмири шәйх тәмим бин һамәд алсани ақсарайда көрүшүп, дунйа енергийә мәнбәлириниң муқимлиқини капаләткә игә қилиш вә афғанистанни өз ичигә алған хәлқаралиқ вә райпонлуқ мәсилиләрни музакирә қилди.

ақсарай байдин билән алсани оттурисидики учришиш тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, икки рәһбәрниң парс қолтуқи вә оттура шәрқ районида хәвпсизлик, параванлиқни ашуруш, дунйа енргийә мәнбәлириниң муқимлиқини капаләткә игә қилиш, афғанистан хәлқини қоллаш, сода вә селинма һәмкарлиқлирини ашуруш мәсилилиридә пикир бирлики һасил қилғанлиқлири қәйт қилинди.

байанатта, һәр икки рәһбәрниң айропилан йасаш ширкити болған бойин билән қатар һава йоллири ширлити оттурисида имзаланған 20 милйард долларлиқ келишимни мәмнунлуқ билән қарши алғанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә, қатар билән америка оттурисида йеқинқи 50 йилда чоңқурлашқан истратегийәлик шериклик мунасивәтниң нишани сүпитидә, байдиниң қатарни «нато әзаси болмиған муһим иттипақдаш» дәп етирап қилидиғанлиқлирини билдүргәнлики қәйт қилинди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر