ирақ террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт башлиди

ирақ дөләт хәвпсизлик күчлири террорлуқ тәшкилати даешқа қарши кәң даирилик һәрбий һәрикәт башлиди.

1767871
ирақ террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң рәсмий хәвәр агентлиқи (INA) ниң хәвәр қилишичә, террорлуқ тәшкилати даешниң өткән һәптә дийалә шәһиригә қилған һуҗумидин кейин, армийә, сақчи әтрәтлири вә һава армийәсидин тәшкил тапқан дөләт ирақ хәвпсизлик күчлири, түнүгүн дийалә вилайитиниң узайм наһийәсидә кәң даирилик һәрбий һәрикәт башлиған болуп, районни террорчилардин тамамән тазилаш мәқситидә узайм наһийәсиниң һәрқайси җайлирида башланған һәрбий һәрикәт бүгүнму  давамлишидикән.

террорлуқ тәшкилати даешниң, 21 – йанвар күниму дийалә вилайитиниң узайм наһийәсидә ирақ армийәсигә қилған һуҗумида, 11 ирақ әскири һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر