салвдор пирезиденти тусашни зийарәт қилди

салвадор пирезиденти найб букеле түркийә авийатсийә вә аләм қатниши санаити ширкити (тусаш) ни зийарәт қилди.

1766620
салвдор пирезиденти тусашни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә авийатсийә вә аләм қатниши санаити ширкитиниң баш директори тәмәл котил, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, салвадор пирезиденти найб букелени ширкәттә күтүвалғанлиқлири үчүн интайин хурсән икәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «авийатсийә вә аләм қатниши саһәсидики иқтидарлиримиз билән һәмкарлишишқа тәййар икәнликимизни билдүрдуқ, бу арқилиқ сүний һәмраһ саһәсигә һәмкарлиқ келишимимиз арқилиқ  пухта қәдәм ташлиған болдуқ.»

йәнә бир тәрәптин, аммиви таратқулардики йумурлуқ учурлири билән  кишиләрниң диққитини тартип келиватқан салвадор пирезиденти букелему, түркийә авийатсийә вә аләм қатниши санаити ширкитиниң баш директори тәмәл котилниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған учурини нәқил кәлтүрүп мундақ деди: « түркийә авийатсийә вә аләм қатниши санаити ширкити базиси тәрипидин тутқун қилиндим, (мени қутқузуш үчүн) америка пирезидентиниму өз ичигә алған һәммәйләнни дәрһал һәрикәткә кәлтүрүңлар!».



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر