шималий корейә бүгүн әтигәндә икки баллистик башқурулидиған бомба синақ қилди

йапонийә бүгүн (2022-йили 17-йанвар) әтигәндә шималий корейәниң икки баллистик башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқини билдүрди.

1763625
шималий корейә бүгүн әтигәндә икки баллистик башқурулидиған бомба синақ қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт мудапиә вәзири киши нобу шималий корейәниң шу йәрниң вақти 08:49 вә 08:52 дә айрим-айрим икки баллистик башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини елан қилди.

у әң йуқири болғанда 50 километир егизликтә вә 300 километирмусапигичә йетип барған башқурулидиған бомбиниң деңизға чүшкәнликини ейтти.

у: «шималий корейәниң башқурулидиған бомба техникисини тәрәққий қилдурушқа урунуватқанлиқи ениқ. йеқинқи бир қатар синақлар хәлқара җәмийәт үчүн еғир мәсилә» деди.

йапонийә ички кабинетиниң баш катипи матсоно хироказу һазирчә синаққа четишлиқ һечқандақ зийанниң байқалмиғанлиқини уқтурди.

токйо һөкүмити бейҗиңдики әлчиханиси арқилиқ пйоңйаңға рәсмий етиразини билдүрди.

башқурулидиған бомбиниң йапонийә дөләтлик алаһидә иқтисадий райониниң сиртиға чүшкәнлики уқтурулди.

җәнубий корейә армийә баш иштаби қисқа мусапилиқ баллистик башқурулидиған бомбиларниң пайтәхт пйоңйаңниң сиртидики сунан айродурумидин қойуп берилгәнликини елан қилди.

бу қетим қойуп берилгән башқурулидиған бомбилар билән шималий корейә йеңи йилдин буйан җәмий 4-қетим башқурулидиған бомба синиқи елип барған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر