кувәйттә күндилик турмуш паләч әһвалға чүшүп қалди

кувәйттә шиддәтлик йағқан йамғур сәвәбидин күндилик турмуш паләч әһвалға чүшүп қалди. дөләт миқйасида оқу-оқутуш ишлири вақитлиқ тохтитилди.

1756050
кувәйттә күндилик турмуш паләч әһвалға чүшүп қалди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйттә һәптә ахири йағқан шиддәтлик йамғур сәвәбидин күндилик турмуш паләч әһвалға чүшүп қалди.

кувәйтниң көплигән җайлирида йолларни су бесип кәтти, қатнаш тосулуп қалди вә нурғун аптомобиллар су астида қалди.

кувәйт метерологийә идарисиниң байанатиға асасланғанда, дөләтниң бәзи районлирида саәтлик тезлики 50 километирға йетидиған боран чиққан.

кувәйт ички ишлар министирлиқиниң кәлкүн тоғрисидики байанатида, хәлқниң зөрүр болмиғанда өйлиридин сиртқа чиқмаслиқи тәләп қилинди.

кувәйт маарип министирлиқи һәптә ахири шиддәтлик йағқан йамғур сәвәбидин барлиқ мәктәп универстетларда оқушниң вақитлиқ тохтитилғанлиқини елан қилди.

оттура вә толуқ оттура мәктәпләрдә бүгүн (2022-йили 3-йанвар) башлинидиған имтиһанларниң кечиктүрүлгәнлики вә мәктәпләргә мәвсумлуқ имтиһанлар үчүн айрим вақит аҗритилидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر