ирақта даешниң һуҗуми җанға замин болди

ирақниң салаһидин шәһиридә террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин бир сақчиханиға қилинған һуҗумда 3 киши һайатидин айрилди.

1753421
ирақта даешниң һуҗуми җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқи бихәтәрлик ахбарат тори тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүшичә, салаһидин шәһириниң тәртар районидики тәкшүрүш понкити,  террорлуқ тәшкилати даеш мәнсуплириниң қораллиқ һуҗумиға учриған, һуҗумда 3 киши һайатидин айрилған, 4 киши йариланған.

һуҗумдин кейин террорчилар тезлик билән қечип кәткән районға көп санда дөләт хәвпсизлик күчлири әвәтилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر