малайшийадики кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанларниң сани 27 гә йәтти

малайшийада қаттиқ йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитидә җенидин айрилғанларниң сани 27 гә өрлиди.

1751206
малайшийадики кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанларниң сани 27 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: селангор қатарлиқ нурғун шәһәрләр кәлкүн апитиниң еғир тәсиригә учриди, йүзлигән кишиниң тарқақлаштурушни күтүватқанлиқи билдүрүлди.

малайшийа пирезиденти исмаил йақуп кәлкүн апитидә сәл қарашниң барлиқини етирап қилди вә җавабкарлиқниң федератсийә һөкүмитидила әмәс, бәлки өлкилик һөкүмәтләрдиму барлиқини ейтти.

өктичи парламент әзаси фузийа саллаһ җенидин айрилғанларниң интайин қайғулуқ әһвалда икәнликини билдүрүп, һөкүмәтни нопуси зич районлардики су чиқириш системисини йахшилаш чақириқиға пәрва қилмиғанлиқини тәкитлиди.

метерологийә идариси мәсуллири йамғурниң дөләттә 2-айғичә давамлишишиниң мөлчәрләнгәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر