германийә пирезиденти үч түрккә орден бәрди

германийә пирезиденти фиранк валтер стейнмейер һәр хил саһәләрдә утуқларни қолға кәлтүргән үч түрккә «орден» бәрди.

1742922
германийә пирезиденти үч түрккә орден бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: стейнмейер беллеву сарийида өткүзүлгән мурасимда пирофессор доктор йасимин қарақаш, дәрвиш һизарҗи вә тургай таһтабашларға медаллирини тәқдим қилди.

җәмий 15 кишигә көчмәнләрниң бир гәвдилишиш хизмити, айаллар һоқуқи, динлар ара дийалог вә маарип пурсити йаритишқа қошқан төһписи үчүн шәрәп медали берилгәнликини билдүргән стейнмейер, болупму йуқум мәзгилидики хизмәтлиридә утуқларни қолға кәлтүргән бу кишиләрни «әтрапини йорутқан майак» қа охшитти.

60 йил илгири кәлгән меһман ишчилар вә уларниң пәрзәнтлириниң германийәни өзгәрткәнликини, уларсиз бир германийәни тәсәввур қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлигән стейнмейер, бирақ җәмийәтниң бәзи қатламлириниң бу пакитни йәнила нәзәрдин сақит қиливатқанлиқини тәнқид қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر