йапонийә билән филиппин  пүтүшти

йапонийә билән филиппин  «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан»  истиратегийәси мәсилисидә пүтүшти.

1735631
йапонийә билән филиппин  пүтүшти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири кишида фумио филиппин пирезиденти родриго дутерте билән синлиқ көрүшүп, тәрәплик вә районлуқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип барди.

кишида, хитай деңиз армийәсиниң паалийәтлири көпийип кәткән шәрқий хитай деңизи вә җәнубий хитай деңизиниң һазирқи салаһийитиниң өзгәртиветилишигә қарита бир тәрәплимилик тәшәббусларға қәтий қарши икәнликлирини қәйт қилди.

филиппин пирезиденти родриго дутерте, өктәбирниң ахиридики омумий сайламда ғәлбә қилғанлиқи мунасивити билән кишидани тәбриклиди.

көрүшүштә, дутерте билән кишида, «әркин вә очуқ һинди-тенч окйан» истиратегийәсини әмәлгә ашурушта һәмкарлиқни йәниму илгири сүрүш мәсилисидә  бирдәклик һасил қилди.

икки рәһбәр, икки тәрәплик иттипақдашлиқ мунасивәтлирини күчәйтишниң зөрүрлүки, икки дөләтниң дипломатийә вә дөләт мудапиә министирлири оттурисида икки тәрәплик сөһбәтниң башлиниши һәққидә өзара пикир алмаштурди.

игилинишичә, әгәр икки тәрәплик сөһбәт башланса, филиппин йапонийә қәрәллик һалда икки тәрәплик сөһбәт елип баридиған тоққузинчи дөләт болидикән.

токйо һөкүмити, нөвәттә америка қошма иштатлири, авистирийалийә, әнгилийә, фирансийә, германийә, һиндистан, һиндонезийә вә русийә билән икки тәрәплик сөһбәт өткүзмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر