конгода йолучилар парахоти чөкүп кәтти

конго демократик җумһурийитиниң шәрқий җәнубидики киву өлкисидә, йолучилар парахотиниң чөкүп кетиши нәтиҗисидә 5 адәм һайатидин айрилди, 40 адәм йоқап кәтти.

1733103
конгода йолучилар парахоти чөкүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийити таратқулириниң хәвәр қилишичә, дөләтниң шәрқий җәнубидики киву өлкисиниң карихе райониниң киву көлидә, йолучилар парахоти чөкүп кетип 5 адәм қаза қилған, 40 адәм йоқап кәткән.

игилинишичә, йоқап кәткәнләрни издәш – қутқузуш паалийәтлири давамлишиватқан болуп,  һәдидин зийадә йолучи вә йүк тошуғанлиқи сәвәблик чөкүп кәткән парахотта 120 йолучиниң барлиқи тәхмин қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر