серралеондики партлашта қаза қилғанлар сани көпәйди

серралеонниң пайтәхти фиретовнда 5 – нойабир күни нефит аптомобилиниң партлиши нәтиҗисидә қаза қилғанларниң сани 131 гә йәтти.

1732471
серралеондики партлашта қаза қилғанлар сани көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: серралеон җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң мәсули муһәммәд ламрана баһниң билдүрүшичә,  пайтәхт фиретовнниң шәрқигә җайлашқан веллиңтон районида йүз бәргән қазада һайатидин айрилғанларниң сани 131 гә йәткән,  йариланған 63 адәмни давалаш давамлишиватқан болуп, уларниң 19 нәпириниң әһвали еғир икән.

дунйа сәһийә тәшкилати, мәзкур қазада йариланғанларни давалаш ишлири үчүн, серралеонға 6.6 тонна җиддий қутқузуш теббий лазимәтликлирини әвәткәниди.

қазада һайатидин айрилғанларниң хатириси үчүн 3 күнлүк матәм елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر