хәлқара қизил кирест комитети ефийопийәгә инсанпәрвәрлик йардәм әвәтишни чақириқ қилди

хәлқара қизил кирест комитети (ICRC) исйанчи тиграй хәлқ азадлиқ фиронти билән армийә оттурисидики тоқунушлар көпәйгән ефийопийәдә, пуқраларға инсанпәрвәрлик йардәм әвәтишни чақириқ қилди.

1726116
хәлқара қизил кирест комитети ефийопийәгә инсанпәрвәрлик йардәм әвәтишни чақириқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара қизил кирест комитети башлиқи петер маврер (Peter Maurer) үч күнлүк ефийопийә зийаритидин кейин, комитетниң шивейтсарийәниң җәнвәдики мәркизидә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, ефийопийәниң нөвәттики вәзийити үстидә тохталди.

у йеқинқи һәптиләрдә ефийопийәниң шималидики тиграй вә қошна шәһәрләрдә тоқунушларниң көпийиватқанлиқини әскәртип: <<йүз бәргән тоқунушлар, күндилик еһтийаҗ лазимәтликлирини тәминләшкә тосқунлуқ қилип, сәһийә системисини паләч қилип қойған. пуқралар һайатий әһмийәткә еһтийаҗлирини қамдаштин мәһрум әһвалда>> деди.

у тоқунушлар күндилик турмушқа сәлбий тәсир көрсәткән районларда нурғун аилиниң йемәк-ичмәк вә тиббий буйумларға еһтийаҗи барлиқини тәкитләп, вәзийәт мушундақ тәрәққий қилғанда, пуқраларниң узунға созулидиған сәһийә мәсилилиригә йолуқидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

ефийопийә армийәсиниң 2020-йили нойабирда исйанчи тиграй хәлқ азадлиқ фиронтиға қарши башлиған һәрбий һәрикити давамлашмақта.

ефийопийәниң шималида 11 айдин буйан давамлишиватқан тоқунушлар, тәхминән 2.5 милйон кишиниң йурт-маканлиридин айрилишиға сәвәб болған болуп, районда 5 милйондин артуқ киши җиддий инсанпәрвәрлик йардәмгә моһтаҗ әһвалда.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر