п к к / й п г террорчилири сүрийәдә пуқраларниң өй - маканлирини тартивалди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г сүрийәниң әйн иса базирида пуқраларниң өйлирини тартивалди.

1721832
п к к / й п г террорчилири сүрийәдә пуқраларниң өй - маканлирини тартивалди

түркийә авази радийоси хәвири: п к к / й п г террорлуқ тәшкилати сүрийәдики өзи ишғал қиливалған районларда пуқралардин қалқан сүпитидә пайдилинишни давамлаштурмақта.

түркийә чеграсидин 34 километир йирақлиққа җайлашқан әйн исада п к к / й п г әзаси террорчилар пуқраларниң өй – маканлирини тартивалди؛ пуқралар җанлиқ қалқан болуп қалмаслиқ үчүн өй – маканлиридин айрилишқа мәҗбур болуп қалди.

32 өйни тартивалған террорлуқ тәшкилатиниң мәзкур өйләрни оқ – дора вә арқа искилатиға айландурғанлиқи, бәзилирини аталмиш қараргаһ қилип ишләткәнлики билдүрүлди.

террорчилар йәнә, 11 миң нопуслуқ әйн иса базириниң әтрапиға хәндәк колашни башлиди.

террорчилар пат – патла әйн иса тағлиқ районидин пайдилинип тәл әбйад йезилириға вә түркийә армийәси базилириға һуҗум қилишни вә районға соқунуп кириш урунушини давамлаштуруп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر