хәлилзад вәзиписидин истепа бәрди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен, американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай хәлилзадниң истепа бәргәнликини, униң орниға муавини томас вестниң тәйинләнгәнликини уқтурди.

1721519
хәлилзад вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: антони блинкен йазма байанат елан қилип: «афғанистан алаһидә вәкили залмай хәлилзад хизмитидин айрилиду. мән униң америка хәлқигә қилған нәччә он йиллиқ хизмитигә миннәтдарлиқимни билдүримән. илгири алаһидә вәкил муавини болуп вәзипә өтигән томас вест афғанистан алаһидә әлчиси болуп вәзипә өтәйду» дегәнләрни қәйт қилди.

америка пирезиденти җо байдин муавин пирезидентлиқ вәзиписини өтәватқан мәзгилдә дөләт бихәтәрлик хадимлири сепидә вәзипә өтигән вестниң афғанистанға мунасивәтлик дипломатик тиришчанлиқларға рәһбәрлик қилидиғанлиқини билдүргән блинкен: «алаһидә вәкил вест дипломатик тиришчанлиқларға башламчилиқ қилиду, җәнубий вә оттура асийа ишлири бийуросида министир вә муавин министирларға мәслиһәт бериду» деди.

американиң сабиқ президенти доналд трамп тәрипидин афғанистан алаһидә вәкилликигә тәйинләнгән хәлилзад, американиң талибанлар билән елип барған сөһбитидә муһим рол ойниғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر