шималий корейә йеңи типтики «һипәрсоник башқурулидиған бомба» синақ қилди

корейә дөләт таратқулири, шималий корейәниң йеңи типтики «һипәрсоник башқурулидиған бомба» синақ қилғанлиқини хәвәр қилди.

1712048
шималий корейә  йеңи типтики «һипәрсоник башқурулидиған бомба» синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизи хәвәр агентлиқи, шималий корейәниң түнүгүн «Hwasong-8» намлиқ йеңи типтики һипәрсоник (аваздин тез) башқурулидиған бомбисини мувәппәқийәтлик синақ қилғанлиқини хәвәр қилди.

«Hwasong-8» билән шималий корейә тунҗи қетим мәзкур қоралларни техиму тез вә техиму үнүмлүк һәрикәт иқтидариға игә қилидиған йеқилғу лампучкисини ишлитишкә тәййар һаләткә кәлтүрди.

шималий корейәлик анализчи анкит панда, башқурулидиған бомба йеқилғу лампучкисиниң ишлитилишигә мудапиә системиси үчүн «муһим илгириләш» дәп баһа бәрди.

шималий корейә дөләт таратқулири йеңи типтики башқурулидиған бомбиниң дөләтниң «истратегийәлик» қораллириға төһпә қошидиғанлиқини вә буниң «дөләтниң әң муһим бәш йеңи қорал системисиниң бири» икәнликигә ишарәт қилди.

шималий корейә буниң билән йеқинқи бир ай ичидә үчинчи қетим башқурулидиған бомба синиқи елип барған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر