йавропа иттипақи: түркийә билән қойуқ һәмкарлиқ орнитиш дипломатик мунасивәтләрниң асаси

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борел түркийә билән қойуқ һәмкарлиқ орнитиш вә мас қәдәмдә һәрикәт қилишниң дипломатик мунасивәтләрниң асаси икәнликини билдүрди.

1709953
йавропа иттипақи: түркийә билән қойуқ һәмкарлиқ орнитиш дипломатик мунасивәтләрниң асаси

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борел, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 76 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғинлири үчүн америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә зийарәттә болуватқан дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшкәндин кейин, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, йавропа иттипақи – түркийә мунасивәтлири һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинлири әснасида чавушоғлу билән көрүшкәнликимдин интайин хурсәнмән, учришишта, йавропа иттипақи – түркийә мунасивәтлиридин сирт йәнә, қибрис мәсилиси, шәрқий ақдеңиз вә афғанистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә музакирә елип бардуқ, түркийә билән қойуқ һәмкарлиқ орнитиш вә мас қәдәмдә һәрикәт қилиш, дипломатик мунасивәтләрниң асасидур.»

чавушоғлуму, учришиштин кейин елан қилған байанатида, «хәлқаралиқ вә районлуқ муқимлиқ үчүн йавропа иттипақиниң түркийә билән һәмкарлиқ орнитиши шәрт» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر