мустафа шәнтоп шималий македонийәниң дөләт байримини тәбриклиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтоп шималий македонийә парламентиниң башлиқи талат җафәриға учур әвәтип, шималий македонийәниң дөләт байримини тәбриклиди.

1704451
мустафа шәнтоп шималий македонийәниң дөләт байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтоп дөләт байрими мунасивити билән шималий македонийә парламенти башлиқи талат җафәриға тәбрик хети йоллиди.

мустафа шәнтоп йоллиған тәбрик хетидә дост вә қериндаш шималий македонийә хәлқи вә парламенти башлиқи талат җафәрини тәбриклиәп мундақ деди:

«мән шуниңға ишинимәнки, түркийә билән шималий македонийә оттурисидики мунасивәт, қериндашлиқ вә меһир-муһәббәтниң йилтизи тарихий бағлинишидин келип чиққан, шундақла парламентлиримизниң қойуқ һәмкарлиқи һәр саһәдә хәлқимизниң ортақ мәнпәәтигә мас һалда тәрәққий қилиду. районниң муқимлиқиға давамлиқ төһпә қошиду. мән бу мунасивәт билән дост вә қериндаш шималий македонийә хәлқигә саламәтлик, тинчлиқ вә гүллинишни тиләймән, сизгә вә шималий македонийә парламентиниң һөрмәтлик әзалириға мувәппәқийәт вә хушаллиқ теләклиримни йоллаймән»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر