террорлуқ тәшкилати даешниң кәркүктики һуҗумида җәмий 12  сақчи қаза қилди

ирақниң кәркүк райониниң дакук райониға йеқин җайдики ирақ федератсийә сақчилириға тәвә көзитиш нуқтисиға террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин қилинған һуҗумда, 12сақчиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

1702744
террорлуқ тәшкилати даешниң кәркүктики һуҗумида җәмий 12  сақчи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: вәқәдин кейин районға йолланған һәрбий машинилар әтрити отуватқан пәйттә йолға орунлаштурулған бомбиларниң йирақтин контрол қилиш арқилиқ партилитилиши нәтиҗисидә йәнә 10 сақчи қаза қилди.

кәркүк сақчи идариси ахбарат ишханиси тәрипидин елан қилған йазма байанатта , ирақ федератсийә сақчи қисминиң җәнубтики дакук райониниң решад тармақ райониға йеқин җайдики көзитиш нуқтисиға даеш әзалири тәрипидин қораллиқ һуҗум қилғанлиқи уқтурулди.

байанатта һуҗумда 2 сақчиниң қаза қилғанлиқи вә районға әвәтилгән йардәмчи қисимниң һәрбий аптомобиллири өтүватқан пәйттә йолға орунлаштурулған бомбиларниң йирақтин контрол қилиш арқилиқ партилитилиши нәтиҗисидә йәнә 10 сақчиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, һуҗумдин кейин, районда кәң көләмлик һәрбий һәрикәтниң башланғанлиқи елан қилинди.

террорлуқ тәшкилати даеш 2014-йили ийунда ирақниң мусул, салаһаддин вә әнбар вилайәтлириниң һәммини шундақла дийала вә кәркүк вилайәтлириниң бир қисмини ишғал қилған иди. бу районлар бир қанчә йил  ичидә террорлуқ тәшкилатидин қайтурувелинған иди.

мәзкур вилайәтләрниң йеза – қишлақлирида һазирму пат- пат даешниң һуҗумлири йүз бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر