кабул айродурумида тарқақлаштуруш хизмәтлири қайтидин башланди

афғанистан пайтәхти кабулдики һамид карзайи хәлқара айродуруми әтрапида түнүгүн (2021-йили 27-авғуст) йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кейин вақитлиқ тохтап қалған чәт әл пуқралирини вә афғанистанлиқларни тарқақлаштуруш хизмәтлири қайтидин башланди.

1698533
кабул айродурумида тарқақлаштуруш хизмәтлири қайтидин башланди

түркийә авази радийоси хәвири: кабуллуқлар бүгүн (2021-йили 27-авғуст) әтигән айродурумдин бар қанчә айропиланниң көккә көтүрүлгәнликини билдүрди.

афғанистанниң толо телевизийә қанили айродурумниң сиртида тарқақлаштурушни сақлап турған кишиләр саниниң көпәйгәнликигә мунасивәтлик син көрүнүшлүк хәвәрләрни тарқатти.

түнүгүн һамид карзайи айродурумида икки партлаш йүз бәргән иди.

б б с түнүгүнки һуҗумда җенидин айрилғанлар саниниң 90 ға чиққанлиқини, әң аз дегәндә 150 кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштабиниң байанатчиси бил урбан (Bill Urban) һуҗумда җенидин айрилған америка әскәрлири саниниң 13 кә, йариланғанларниң болса 18 гә чиққанлиқини елан қилди.

нам-шәрипини ашкарилашни халимиған талибанниң бир мәсули, партлашта 28 талибан әзасиниң җенидин айрилғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر