меркел: афғанистандики өзгиришләр толиму ечинишлиқ

германийә баш министири ангела меркел афғанистандики өзгиришләрниң хәлқара җәмийәткә нисбәтән толиму ечинишлиқ икәнликини ейтти.

1692317
меркел: афғанистандики өзгиришләр толиму ечинишлиқ

түркийә авази радийоси хәвири:  меркел, бу һәқтә елан қилған байанатида, афғанистандики өзгиришләрдин аччиқ – савақларни йәкүнләшниң зөрүрлүкини, кабул айродуруминиң җиддийликини, талибанниң пүткүл дөләтни контрол астиға елиши лазимлиқини тәкитләп мундақ деди: «афғанистанниң нөвәттики вәзийити германийә вә иттипақдашлири үчүн адәттин ташқири дәриҗидә ечинишлиқ өзгириштур.»

хәлқара җәмийәтниң уда 20 йилдин буйан афғанистанда терроризмға қарши күрәш қиливатқанлиқини қәйт қилған  меркел, әмма хәлқара җәмийәтниң пиланини әмәлгә ашуралмиғанлиқини, тиришчанлиқларниң мувәппәқийәтсизлик билән нәтиҗиләнгәнликини әскәртиш билән бир вақитта, афғанистандин оттуриға чиққуси көчмәнлик долқуни һәққидә агаһландуруш берип мундақ деди: «бизниң асаслиқ нишанимиз, бизгә биваситә йардәм бәргәнләрниң афғанистандин сиртқа чиқилишидур, лекин һазир кабулда һәрикәт қилиш имканийити қалмиди, көплигән инсанлар һазирқи әһвалдин қорқмақта, афғанистанлиқларниң қошна дөләтләрдә турушни давамлаштурушиға қараймиз, 2015 – йилқи хаталиқни тәкрарлашни халимаймиз,  бундақ әһвалларда қошна дөләтләргә йардәм вә қоллаш тәклипи сунимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر