нато: талибан афғанистанни қолға киргүзгән тәқдирдә етирап қилинмайду

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг, афғанистанниң һазирқи вәзийитидин қаттиқ әндишә қилиниватқанлиқини билдүрди вә талибанниң һуҗумлири нәтиҗисидә дөләтни қолға киргүзгән тәқдирдә талибанниң етирап қилинмайдиғанлиқини ейтти.

1690989
нато: талибан афғанистанни қолға киргүзгән тәқдирдә етирап қилинмайду

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, шималий атлантик әһди тәшкилати әзалириниң түнүгүн афғанистанниң вәзийити һәққидә кеңишиш үчүн бир йәргә җәм болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «нишанимиз, афғанистан һөкүмити вә дөләт хәвпсизлик күчлирини имканийәтниң баричә қоллаштур, хадимлиримизниң бихәтәрлики һәммидин муһимдур, кабулдики дипломатик мәвҗудийитимиз давамлишиду.»

түрлүк шәкилдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиридин сирт йәнә, талибан сәвәб болуватқан еғир дәриҗидики зораванлиқлардин қаттиқ әндишә қилиниватқанлиқини тәкитлигән столтенберг, мундақ дәп көрсәтти: «талибан, әгәр дөләтни зорлуқ билән қолға киргүзсә, хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинмайдиғанлиқини чүшинип йетиши керәк, бизниң киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш чарисини қоллаш ирадимиз қәтийдур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر