рийад даирилири 207 адәмни назарәт астиға алди

сәуди әрәбистанда бир қисим министирлиқ әмәлдарлирини өз ичигә алған 207 киши чириклик қилмишлирини тәкшүрүш дәваси даирисидә назарәт астиға елинди.

1688492
рийад даирилири 207 адәмни назарәт астиға алди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан назарәт қилиш вә чирикликкә қарши туруш оргини йазма байанат елан қилип, 11-ийулдин 9-авғустқичә болған арилиқта чириклик, парихорлуқ вә һоқуқидин қалаймиқан пайдилиниш қатарлиқ 878 җинайи қилмишниң тәкшүрүлүп, ички ишлар, ташқи ишлар, әдлийә, сәһийә, маарип вә сода министирлиқи қатарлиқ орунлардики бир қисим кишиләрни өз ичигә алған 207 кишиниң назарәт астиға елинғанлиқини вә бу кишиләрниң әдлийә органлириға тапшуруп берилиши үчүн алақидар хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқини уқтурди.

сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз 2018 – йили мартта чириклик қилмишлири вә әйибләшләрни тәкшүрүш үчүн алаһидә тармақларни тәсис қилиш қарарини тәстиқлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر