пакистандики қатнаш вәқәси вә от апитидә 10 киши қаза қилди
пакистанниң пәнҗап өлкисидә бир йүк машиниси йолучилар минибусини арқидин соқувәткәндин кейин йүз бәргән от апитидә 10 киши һайатидин айрилип, 7 киши йариланди.
1687899
түркийә авази радийоси хәвири: пәнҗап өлкисигә қарашлиқ гуҗранвала шәһиридә йолда кетиватқан бир йолучилар минибусини бир йүк машиниси кәйнидин соқувәткәндин кейин партилаш йүз бәрди.
партилаштин кейин йүз бәргән от апитидә 10 киши һайатидин айрилип, 7 киши йариланди. йариланғанларниң әһвалиниң интайин еғир икәнлики уқтурулди.
алақидар мәсуллар минибусниң равалпиндидин гуҗранвалаға кәлгәнликини, йүк машинисиниң соқулуши билән минибустики газ туңиниң партилиғанлиқини билдүрди.