төт тәрәп вәкиллири афғанистан мәсилиси тоғрисида ташкәнттә учрашти

афғанистанда тинчлиқ мусаписини вә тоқунушлардин кейинки һәл қилиш чарисини қоллаш үчүн америка, өзбекстан, афғанистан вә пакистандин ибарәт төт тәрәп форматини қуруш қарар қилинди.

1676205
төт тәрәп вәкиллири афғанистан мәсилиси тоғрисида ташкәнттә учрашти

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекстан ташқи ишлар министирлиқи ташкәнттә афғанистан мәсилиси тоғрисида төт тәрәп учришиши өткүзүлгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, өзбекстан ташқи ишлар министири абдуләзиз камилов, афғанистан ташқи ишлар министири муһәммәд һаниф атмар, пакистан ташқи ишлар министири шаһ мәһмут қурәйши вә американиң афғанистан ишлири алаһидә вәкили залмай халилзадниң ташкәнттә өзара учрашқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, мәзкур дөләтләрниң районлуқ мунасивәтләрни күчәйтишни мәқсәт қилған йеңи төт тәрәп дипломатик формати қуруш мәсилисидә келишкәнлики қәйт қилинди.

байанатта, күчлүк тәсиргә игә хәлқаралиқ сода йоллирини техиму тәрәққий қилдуруш үчүн тәрәпләрниң содилирини кеңәйтиш, йеңи транзит йоллирини шәкилләндүрүш вә сода торлирини күчәйтиш үчүн бирликтә тиришчанлиқ көрситишниң мәқсәт қилинғанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә, тәрәпләрниң бу һәмкарлиқларниң шәртлирини бирликтә бекитиш үчүн кейинки айларда өзара учришиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر