бәшшар әсәд күчлири уруш тохтитишқа хилаплиқ қилди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучиси иран контроллуқидики террорист гуруппилар идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районида уруш тохтитишқа хилаплиқ қилди.

1673687
бәшшар әсәд күчлири уруш тохтитишқа хилаплиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучиси иран контроллуқидики террорист гуруппиларниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районида уруш тохтитишқа хилаплиқ қилип, аһалиләр райониға қилған һуҗумида, бир кичик бала җенидин айрилди, икки кичик бала йариланди.

һаманиң ғәрбий шималиға җайлашқан җурин базиридики бәшшар әсәд күчлири идлибниң җәнубида «M4» ташйоли үстидики һимәймәт вә һаманиң ғәрбидики киләйдин, зәккум вә кастун йезилирини қуруқлуқтин оққа тутуп, уруш тохтитишқа хилаплиқ қилди.

һуҗумда, бир кичик қиз бала җенидин айрилди, икки кичик бала йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر