русийә: афғанистанниң ишлириға арилашмаймиз

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров афғанистандики вәзийәтниң әндишә пәйда қиливатқанлиқини әскәртип: «русийә өзгиришләр афғанистан земинида йүз бәргән әһвалда һечнемә қилмайду» деди.

1672854
русийә: афғанистанниң ишлириға арилашмаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: у москвада һиндистан ташқи ишлар министири субраһманйам җашанкар билән көрүшкәндин кейин, ахбарат елан қилди.

у афғанистанда тоқунушларниң давамлишиватқанлиқини билдүрүп: «афғанистанда йүз бериватқанлар, бизни пәқәт иттипақдашлиримизниң земиниға мәсилиләрниң тарқилиши нуқтисидин әндишәгә салиду» деди.

у талибанниң таҗикстан вә иран чегралиридики контрол нуқтилирини қолға киргүзгәнликини билдүрүп: «русийә өзгиришләр пәқәт афғанистан земинида йүз бәргән әһвал астида һечнемә қилмайду. барлиқ афғанистанлиқлар намда қоллиған сийасий мусапиниң балдуррақ башлиниши үчүн чақириқ қилиштин башқа иш қилмаймиз» деди.

һиндистан ташқи ишлар министири субраһманйам җашанкар афғанистандики зораванлиқларни ахирлаштурушниң зөрүр икәнликини тәкитләп: «чүнки бу зораванлиқлар һәм афғанистанға һәмдә қошна дөләтләргә тәсир қилиду. һиндистан билән русийә үчүн у йәрдики мусапиниң иқтисадий, иҗтимаий вә демократик нуқтидин илгирилиши интайин муһим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر