тайландта  йүз бәргән партлашта кәм дегәндә 11 киши йариланди

тайландниң пайтәхти банкокниң шәрқий җәнубидики бир завутта намәлум сәвәб билән партилаш йүз берип,  кәм дегәндә 11 киши йариланди.

1669821
тайландта  йүз бәргән партлашта кәм дегәндә 11 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: тайландниң пайтәхти банкокниң шәрқий җәнубидики суварнахуми айродорумиға йеқин банг флидә бир пластик тахтай завутида шу йәрниң вақти 03:00 әтрапида партилаш йүз бәрди.

партилашта бирси еғир  болуп, җәмий 11 киши йариланди вә дохтурханиға йолланди. партилаш сәвәбидин йәлик аһалиләр тарқақлаштурулди.

партлаш һес қилинған суварнахуми айродуруминиң мәсуллири айропилан учушлирида һечқандақ  өзгириш йоқлиқини ейтти.

партлашниң сәвәби һәққидә техичә һечқандақ чүшәнчә берилмиди. завутта ишчиларни издәп қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر