гутеррес: килимат өзгириши 20 йилда милйонларчә җанға замин болди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес, йеқинқи 20 йилдики килимат өзгириши кәлтүрүп чиқарған апәтләрдә милйонлиған кишиниң һайатидин айрилғанлиқини ейтти.

1665146
гутеррес: килимат өзгириши 20 йилда милйонларчә җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: антонио гутеррес белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән «б д т 5 - нөвәтлик су вә апәт мәсилиси мәхсус йиғини»да сөз қилди.

кәлкүн, боран, қурғақчилиқ, деңиз ташқини вә тағ гүмүрүлүп чүшүш қатарлиқ апәтләрниң һәммисиниң дегүдәк су билән бағлинишлиқ икәнликини оттуриға қойған баш катип гутеррес, һәр йили тәбиий апәтниң 26 милйон адәмни намратлиққа мәҗбурлаватқанлиқини илгири сүрди.

у: «йеқинқи 20 йилда, килиматқа мунасивәтлик апәтләрниң сани алдинқи 20 йилдикидин бир һәссигә йеқин ешип, 4 милйардтин артуқ адәмгә тәсир қилди. бу апәтләр милйонлиған кишиниң җениға замин болди вә кәлтүрүп чиқарған иқтисадий зийини 2 тирилйон 900 милйард доллардин ешип кәтти» деди.

баш катип гутеррес, 2030 - йилға барғанда инсанпәрвәрлик йардәм еһтийаҗиниң % 50 ини килиматқа мунасивәтлик апәтләрниң кәлтүрүп чиқиридиғанлиқиниң мөлчәрлиниватқанлиқини байан қилип, бу мәсилини йеңишниң әң муһим усулниң йәр шариниң иссип кетишини 1.5 гирадус билән чәкләш икәнликини тәкитлиди.

у, 2010 - йилдики асасий санлиқ мәлуматқа селиштурғанда, 2030 - йилға барғанда булғиғучи маддиларни қойуп бериш нисбитини %45 азайтиш вә 2050 - йилғичә сап нөл қойуп бериш нишанини ишқа ашурушқа еһтийаҗ барлиқини қәйт қилип: «әмма биз бу нишанға йетиштин хелила йирақтимиз, нөвәттики вәдиләр йетәрлик әмәс, булғима қойуп бериш миқдари давамлиқ өрләватиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ: #килимат , #б д т

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر