вирусиниң америкаға 2019-йили декабирда йетип кәлгәнликигә даир пакитлар көпәймәктә

ковид-19 вирусиниң америкаға 2019-йили февралда әмәс, декабирда йетип кәлгән болиши мумкинлики илгири сүрүлмәктә.

1659026
вирусиниң америкаға 2019-йили декабирда йетип кәлгәнликигә даир пакитлар көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизиниң (CDC) ниң өткән йили  (2020 - йили) ниң бешида 24 миң америкилиқтин елинған қан әвришкиси үстидә елип барған кәң көләмлик анализиға асасланғанда, 2019 -йили декабирда американиң бәзи районлирида ковид -19 бимарлириниң көрүлгән болиши мумкинликигә даир ишәнч ашқан.

кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизиниң (CDC) ниң әмәлдари наталә торнбург, «тәтқиқатлар хелила турақлиқ, бәлким бу йәрдә биз билиштин хелила илгири наһайити аз болсиму ковид -19 бимарлири көрүлгән болиши, лекин февралниң ахирилирида тарқилишқа башлиған болиши мумкин» деди.

ковид -19 әслидә 2019-йилиниң ахирида хитайниң вухән шәһиридә оттуриға чиққан болуп, шу йили 15-йанварда вухәндин кәлгән вә 19-йанварда вашингтон иштатидики килиникада балнестқа елинған бир америкилиқта көрүлгән иди.

бу йуқумлиниш америкада көрүлгән тунҗи йуқумлиниш делоси сүпитидә қобул қилинған иди.

2020-йили декабирда елан қилинған кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизиниң (CDC) башчилиқидики тәтқиқатта болса, америка қизил крест җәмийитигә ианә қилинған 7000 қан әвришкисини анализ қилғанлиқилири, вирусниң  америкаға  2019-йили декабирниң оттурилирида йетип кәлгән болиши вә бәзи америкалиқларниң йуқумланған болуши мумкинликини испатлайдиған бир қисим аламәтләрни байқиғанлиқлирини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر