кимлики иниқсиз уруш айропиланлири иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлириға һуҗум қилди

сүрийәниң шәрқидики дәйрәззор вилайитидә бәшшар әсәд һакимийити сепидә орун алған иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлири базисиға кимгә тәвә икәнлики намәлум уруш айропиланлири тәрипидин һуҗум қилинди. һуҗумда үч киши қаза қилди.

1658345
кимлики иниқсиз уруш айропиланлири иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлириға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: райондики мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асаланғанда, түнүгүн ирақ чеграсидики дәйрәззорниң әлбукәмал наһийәсидә иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлириға тәвә имам әли базисиға һавадин һуҗум қилинған.

кимгә тәвә икәнлики намәлум уруш айропиланлири тәрипидин елип берилған һуҗумда, иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлиридин 3 киши қаза қилған вә 4 киши йариланған.

иран бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.

мәзкур һава һуҗуминиң җавабкарлиқиниму һазирғичә  һечкиши өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر