иран деңиз армийәси парахоти көмтүрүлүп кәтти

иран деңиз армийәсигә аит «һарқ» намлиқ һәрбий парахот умман деңизида көмтүрүлүп кәтти.

1650081
иран деңиз армийәси парахоти көмтүрүлүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: иран деңиз армийәсигә аит «һарқ» намлиқ һәрбий парахотқа, һүрмүзган өлкисигә қарашлиқ каск порти саһиллирида  от кәткәнлики, уда 20 саәт әтрапида давамлашқан издәш – қутқузуш паалийәтлириниң нәтиҗисиз қелиши сәвәблик, парахотниң көмтүрүлүп кәткәнлики билдүрүлди.

иран армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, парахоттики барлиқ хадимларниң қутқузувелиғанлиқи , от апитиниң келип чиқиш сәвәбиниң техичә ениқлап чиқилалмиғанлиқи қәйт қилинди.

игилинишичә, «һарқ» намлиқ һәрбий парахот, иран деңиз армийәсиниң уда 40 йилдин буйанқи әң чоң парахоти икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر