австирийәдики оператсийәдә, бир бовай оң путидин айрилип қалди

австирийәдә бир дохтурханида қилинған оператсийәдә, 82 йашлиқ бовайниң пути хата кесилди.

1644578
австирийәдики оператсийәдә, бир бовай оң путидин айрилип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: австирийәниң фресдат районидики бир дохтурхана, 82 йашлиқ кишиниң оң путини сол путиниң орниға хата һалда кесип ташлиди.

австирийәниң фресдат районидики дохтурхана йашанған бир кишиниң путини оператсийә қилишта өткүзгән «тирагедийәлик хаталиқи» ни етирап қилди.

һәр хил кесили бар вә бу кесәлликләр түпәйлидин икки путиниң тәсиргә учриғанлиқи байқалған 82 йашлиқ бир кишиниң сол путиниң кесилиши керәклики тоғрисида диагноз қойулди. бирақ, оператсийәдин бурун мәзкур кишиниң сол путиниң орниға оң путиға бәлгә селиниши сәвәбидин, хата һалда оң пути кесип ташланди.

дохтурханиниң байанатида, мәзкур хаталиқниң бир қатар тәләйсиз әһваллар нәтиҗисидә йүз бәргәнлики билдүрүлди.

вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқи вә бундақ әһвалниң иккинчи қетим йүз бәрмәслики үчүн өлчәмләрниң көздин кәчүрүлидиғанлиқи әскәртилди.

бемарға писхикилиқ җәһәттин йардәм қилинғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر