һиндистанда йеқинқи 24 саәт ичидә 314 миңдин артуқ адәмдә йуқум байқалди

һиндистанда йеқинқи 24 саәт ичидә 314 миңдин артуқ адәмдә ковид - 19 йуқуминиң байқалғанлиқи билдүрүлди.

1626252
һиндистанда йеқинқи 24 саәт ичидә 314 миңдин артуқ адәмдә йуқум байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанда йеқинқи 24 саәт ичидә 314 миңдин артуқ йуқумланғучи байқалғанлиқи вә бу санниң вухән вируси (ковид – 19) оттуриға чиққандин буйанқи дунйа миқйасида көрүлгән күндилик әң көп бимар сани икәнлики билдүрүлди.

мутәхәссисләр, дөләт миқйасида йуқумлағучилар саниниң ешип кетишигә әгишип дохтурханиларниң бимар қобул қилиш сиғимчанлиқиниң әң йуқири чәккә йәткәнликини, сәһийә системисиниң «йимирилиш басқучи»ға берип қалғанлиқини ейтип агаһландурди.

сәһийә министирлиқи хадимлири, пайтәхт йеңи деһли (делһи)дики дохтурханиларда оксиген қутилири, карват вә ковид – 19 бимарлирини давамлашқа керәклик бир қисим муһим дориларниң кәмчиллик әһвалиниң көрүлүшкә башлиғанлиқини әскәртип, мәркизий һөкүмәтни өлкини җиддий йардәм билән тәминләп, йетәрсизликләрни толуқлашқа чақирди.

һиндистан 2- апрелдин башлап һәр күни дунйадики әң көп йуқумланғучи байқалған дөләт болушни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر