байдин: путинға мунасивәтлиримизни йахшилашта техиму алға илгирилийәләйдиғанлиқимизни ейттим

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин русийә пирезиденти виладимир путинға икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни йахшилашта техиму алға илгирилийәләйдиғанлиқлирини ейтқанлиқини билдүрди.

1622443
байдин: путинға мунасивәтлиримизни йахшилашта техиму алға илгирилийәләйдиғанлиқимизни ейттим

түркийә авази радийоси хәвири: байдин, русийәгә қарита елан қилинған йеңи ембарголар һәққидә ақсарайта бәргән байанатида, русийә пирезиденти виладимир путин билән, 13 – апрел күни «сәмимий вә һөрмәт» муһити астида телефонда көрүшгәнликини әскәртип, «путинниң вә мениң, мунасивәтлиримизни башқурушта мәсулийитимиз интайин еғир, мән бу мәсулийәткә җиддий қараймән, путинму шундақ қарайду, дәп оймаймән» деди.

сайлам басқучида, русийәниң сайламларға қарита мудахилилиригә җаваб қайтурулидиғанлиқиниң әскәртилгәнликини қәйт қилған байдин, «бир чәт әл күчиниң, дөләт ичидики дипломатик басқучқа мудахилә қилип, җинайәтсиз қелишиға йол қойалмаймиз» деди.

америка қошма иштатлириниң рәсмий органлириға қилинған вә пәрдә арқисида русийәниң барлиқи илгири сүрүлгән « Solarwinds » намлиқ тор һуҗумлири тоғрилиқму тохталған байдин, путин билән йанвар  ейида өткүзгән телефон сөһбитидә, бу һуҗумларға инкас қайтурулидиғанлиқини ейтқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу һәптики телефон сөһбитимиздә, путинға, бу һуҗумларға тәңпуңлуқ нисбитидә инкас қайтуридиғанлиқимизни, чүнки русларниң сайламларға мудахилә қилғанлиқлири вә  < Solarwinds > намлиқ тор һуҗумлириниң пәрдә арқисида русларниң барлиқини ениқлап чиққанлиқимизни ейттим.»

русийәгә қарита йеңи ембарголар тоғрилиқму тохталған байдин, мундақ дәп көрсәтти: «телефон сөһбитимиздә, путинға, очуқ – ашкара һалда мунасивәтлиримизни йахшилашта техиму  алға илгирилийәләйдиғанлиқимизни, әмма бундақ қилишниң орниға күч тәңпуңлуқи нисбитидә һәрикәт қилиш йолини таллиғанлиқимни ейттим. америка қошма иштатлири русийә билән болған сүркилишни техиму әвҗ алдуруветиш вә тоқунушларни тәкрар башлитишниң койида әмәс. биз муқим вәалдин пәрәз қилишқа болидиған мунасивәтни халаймиз. әмма русийә демократийәмизгә мудахилә қилишни давамлаштурса, җаваб қайтуруш үчүн техиму көп қәдәм ташлашқиму тәййармән.»

америка қошма иштатлири билән русийәниң йәр шари характерлик мәсилиләрни бирликтә һәл қилаллайдиғанлиқини тәкитлигән байдин, мундақ деди: «путин билән елип барған телефон сөһбитимиздә, русийәниң украина чеграси вә ишғал астидики қиримға қисимларни орунлаштурушидин әндишилик икәнликимизни оттуриға қойдум, украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқимизни тәкрарлидим, путинни, һәрқандақ шәкилдики һәрбий һәрикәтләрдин йирақ туруш вә сүркилишни азайтишниң вақти йетип кәлгәнлики тоғрулуқ агаһландурдум.»

келишмәсликләрниң дийалог вә дипломатик басқуч йоллири арқилиқ һәл қилиниши лазимлиқини ейтқан байдин, «америка қошма иштатлири бу басқучни иҗабий шәкилдә давамлаштурушқа тәййар, әгәр русийә америка қошма иштатлириниң мәнпәәтлирини дәпсәндә қилса, бизму тегишлик җаваб қайтуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر