твиттер африқадики тунҗи иш биҗириш орнини ганада ачиду

иҗтимаий алақә тор бекити — твиттер африқадики тунҗи ишханисини ганада ачидиғанлиқини уқтурди.

1620246
твиттер африқадики тунҗи иш биҗириш орнини ганада ачиду

түркийә авази радийоси хәвири: твиттерниң баш иҗраийә әмәлдари җәк дорсей өзиниң тивиттер адресида байанат елан қилип: «тивиттер һазир чоң қуруқлуқ (африқа)та бар. мән гана вә нана акуфо - әдоға рәһмәт ейтимән» дегәнләрни қәйт қилди.

гана пирезиденти нана акуфо-әдо, твиттерниң ганани африқа мулазимәтлириниң мәркизи қилип таллиғанлиқиға йуқири баһа берип, бу наһайити хушаллинарлиқ хәвәр, деди.

акуфо-әдо, һөкүмәт вә амминиң бу еланни вә ганаға болған ишәнчни қизғин қарши алидиғанлиқини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر