русийә американи агаһландурди

русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рйабков америка қошма иштатлирини русийә вә қиримдин йирақ туруш мәсилисидә агаһландурди.

1620231
русийә американи агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: украина – русийә чеграсида вәзийәт күнсери кәскинлишип кетиватқан бир пәйттә, америка қошма иштатлириға аит 2 уруш парахотиниң қарадеңизға орунлаштурулуши күтүлмәктә.

америка қошма иштатлириниң бун қәдимини «иғвагәрчилик» дәп атиған русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рйабков,  вәқә туғулуш хәвпиниң йүксәк икәнликини билдүрүп, америка қошма иштатлирини русийә вә қиримдин йирақ тутуш мәсилисидә агаһландуруп мундақ деди: «америка парахотлириниң деңиз саһиллиримизға йеқин бир йәрдә һечқандақ бир иши йоқтур, бу тамамән иғвагәрлик қилмишидур... америкалиқлар күчимизни синаватиду, сәвр – тақәт иқтдаримиз билән ойнишиватиду, әмма улар һәргизму мәқситигә йетәлмәйду.»

у йәнә, москваниң досбас аһалисини қоғдаватқанлиқини, буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر