америка ташқи ишлар министири бирйусселда зийарәттә болиду

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен һәптә ичидә белгийәниң пайтәхти бирйусселда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

1619745
америка ташқи ишлар министири бирйусселда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: бир америка әмәлдариниң йәрлик таратқуларға бәргән байанатида билдүрүшичә, блинкенниң бирйуссел зийарити давамида, иран, афғанистан мәсилилири вә русийә – украина оттурисидики сүркилиш һәққидә музакирә елип берилидикән.

мәзкур әмәлдарниң әскәртишичә, америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири ллойд астинму, 10 – апрел күни белгийә, исраилийә вә германийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң бирйуссел зийаритиниң, русийә билән украина оттурисидики сүркилиш барғансери кәскинлишиватқан пәйткә тоғра келиши диққәт қозғиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر