ливийәдә ваксина әмләш сәпәрвәрлики башланди

ливийәдә ковид-19 йуқумиға қарши кәң көләмлик ваксина әмләш сәпәрвәрлики башланди.

1618916
ливийәдә ваксина әмләш сәпәрвәрлики башланди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә миллий бирлик һөкүмити баш министири абдулһәмид дибәйбә пайтәхт тириполида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ковид-19 йуқумиға қарши ваксина әмләш сәпәрвәрликиниң башланғанлиқини елан қилди.

баш министир абдулһәмид дибәйбә ваксинини дөләткә елип келишниң асан болмиғанлиқини, нурғунлиған дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән бу даиридә көрүшкәнликини тәкитләп, өзи вә аилисидикиләргә тунҗи миқдар ваксина әмләнгәнликини ейтти.

дөләтлик кесәлликләргә қарши туруш мәркизиниң мудири бәдриддин әннаҗҗарму ваксина әмләштә сәһийә хадимлири, йашанғанлар вә созулма характерлик кесәлләрниң алдинқи пиланға қойулғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر