бермадики намайишта бихәтәрлик қисимлири тәрипидин өлтүрүлгән намайишчиларниң сани 11 гә йәтти

бермада һәрбий сийасий өзгиришкә  вә  сайланған һөкүмәт әзалириниң қамаққа ташлинишиға наразилиқ билдүргән намайишчиларға бихәтәрлик қисимлириниң қаттиқ мудахилә қилиши сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 11 гә йәтти.

1600826
бермадики намайишта бихәтәрлик қисимлири тәрипидин өлтүрүлгән намайишчиларниң сани 11 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик ахбарат оргини «берма авази» ниң хәвиригә асасланғанда, берманиң нурғун җайлиридики намайишларда бихәтәрлик қисимлири һәқиқий оқ ишлитип намайишчиларға мудахилә қилған.

йүз бәргән вәқәләр нәтиҗисидә, мандалайдики намайишта 2 айални қошқанда 5 киши қаза қилған, 10 дин артуқ киши йариланған.

йаңгонда 4 адәм қаза қилған болса, пийай шәһиридики намайишта 19 йашлиқ бир оқуғучиниң өлүми билән қаза қилғанларниң сани 2 гә йәткән.

бихәтәрлик қисимлириниң қаттиқ арилишишиға қаримастин, дөләт миқйасида сийасий өзгиришкә қарши намайишлар давамлашмақта.

йаңгон, мандалай, магвай, сагиң вә баго қатарлиқ районларда хәлқ бихәтәрлик қисимлириниң зораванлиқини әйиблимәктә вә сийасий өзгириштин кейин қолға елинғанларниң қойуп берилишини тәләп қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر